<пегасус> намлиқ җасуслуқ йумшақ деталини иҗад қилған исраилийәлик әмәлдар истепа бәрди

исраилийәдә намлиқ җасуслуқ йумшақ деталини иҗад қилған гуруһиниң баш иҗраийә әмәлдари шалев хулийониң хизмитидин истепа бәргәнлики билдүрүлди.

1870773
<пегасус> намлиқ җасуслуқ йумшақ деталини иҗад қилған исраилийәлик әмәлдар истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийәниң «The Times of Israel» гезитиниң хәвәр қилишичә, <NSO> гуруһи ширкәтниң баш иҗраийә әмәлдари шалев хулийониң хизмитидин истепа бәргәнликини вә униң орниға ширкәтниң тиҗарәт директори йарон шохатниң вақитлиқ тәйинләнгәнликини елан қилған.

хәвәрдә, исмини ашкарилашни халимиған бир ширкәт әмәлдари бу һәқтә тохтилип, <NSO> гуруһиниң қайта тәшкилләш басқучиға киргәнликини вә бу даиридә ширкәтниң %13 хизмәтчисидин тәшкил тапқан 100 хадимниң иштин бошитилидиғанлиқи байан қилған.

исраилийә тор бихәтәрлик ширкити <NSO> гуруһи тәрипидин иҗад қилинған пегасус намлиқ җасуслуқ йумшақ деталиниң дунйаниң һәрқайси җайлирида ишләткүчиләрниң телефон сөһбәтлирини мәхпий тиңшаш, аваз хатириләш, електронлуқ хәтләрни назарәт қилиш вә телефондин рәсимгә тартиш қатарлиқ җасуслуқ паалийәтлиригә ишлитилидиғанлиқи ашкариланған иди.

исраилийәниң «харетз» гезитидики хәвәрләргә асасланғанда, әзәрбәйҗан, салвадор, фирансийә, әнглийә, полша, венгирийә, һиндистан, қазақистан, риванда, маракәш, сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики  пәләстин вә ийорданийәдики нурғун кишиләр пегасус җасуслуқ йумшақ детали арқилиқ назарәт қилинған.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر