түркийә - финландийә - шиветсийә йиғини финландийәдә чақирилиду

түркийә – финландийә – шиветсийә тунҗи нөвәтлик даимий бирләшмә миханизм йиғини 26 – авғуст күни финландийәдә чақирилиду.

1870253
түркийә - финландийә - шиветсийә йиғини финландийәдә чақирилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси байанат ишлири башқармисиниң билдүрүшичә, түркийә, финландийә вә шиветсийә тәрипидин шималий атлантик әһди тәшкилатиниң мадрид башлиқлар йиғинида имзаланған «үч тәрәплик байаннамә» даирисидә орнитилған даимий бирләшмә миханизминиң тунҗи қетимлиқ йиғини, 26 – авғуст күни финландийәдә чақирилидикән.

даимий бирләшмә миханизм йиғининиң түркийә һәйитигә җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин билән муавин ташқи ишлар министири сәдат өнал рәһбәрлик қилидикән. һәйәттин, әдлийә, ички ишлар, дөләт мудапиә министирлиқлири вә дөләт бихәтәрлик оргинидинму вәкилләрниң орун елиши күтүлмәктә икән.

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң һузурида 2022 – йили 28 – ийун күни имзаланған «үч тәрәплик байаннамә» дә, финландийә билән шиветсийә, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң кәлгүсидики иттипақдашлири сүпитидә, һәр хил шәкилдики терроризмға қарши  күрәштә түркийә билән һәмкарлишидиғанлиқлири вә бирликтә һәрикәт қилидиғанлиқлири, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни өз ичигә алған түркийәниң миллий бихәтәрликигә қарита барлиқ тәһдитләргә қарши түркийәни толуқ қоллайдиғанлиқлири, п й д / й п г вә фәтһуллаһчи қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлирини қоллимайдиғанлиқлири тоғрулуқ вәдә бәргәниди.

байаннамидә, үч дөләт, терроризм, тәшкиллик җинайәтләр вә башқа ортақ хирисларға қарши  күрәштә келишим даирисидә һәмкарлиқни йәниму күчәйтиш үчүн қанун иҗра қилиш вә ахбарат органлириниму өз ичигә алған һәр сәвийәдә һөкүмәтләр ара ортақ дийалог вә һәмкарлиқ миханизими орнитидиғанлиқлирини билдүргәниди.

бу даиридә, үч дөләт, байаннамигә асасән ташлинидиған қәдәмләрни көзитиш вә әмәлийләштүрүш үчүн ташқи ишлар, ички ишлар вә әдлийә министирлиқлири, ахбарат вә дөләт хәвпсизлик органлиридин мутәхәссисләрниң иштирак қилишида даимий бирләшмә миханизм орнитишни қарарлаштурғаниди.

буниңдин башқа йәнә, «үч тәрәплик байаннамә» дә, финландийә билән шиветсийә, түркийәгә қаритилған миллий қорал - йарағ ембаргосиниң йоқлуқини тәкитлигән, һәмдә өзлириниң бу мәсилидә түркийә билән һәмкарлиқ вә бирлик асасида һәрикәт қилидиғанлиқлирини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر