зеленский тинчлиқ сөһбитиниң шәртини тәкитлиди

украина пирезиденти володимир зеленский русийә армийәси украинадин чекинмәй туруп, тинчлиқ музакирәлириниң башлинишиниң мумкин әмәсликини ейтти.

1869845
зеленский тинчлиқ сөһбитиниң шәртини тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезиденти володимир зеленский лвив шәһиридә түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған вә б д т баш катипи антонийо гутерс билән бирликтә өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, муһим байанатларни елан қилди.

у түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған вә б д т баш катипини күтүвалғанлиқидин интайин мәмнун болғанлиқини билдүрүп: «болупму украинаниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқини қоллиғанлиқлири үчүн баш катип гутерс вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға тәшәккүр ейтимән. русийә украинаға қарши террорлуқ қиливатиду, русийәгә ишәнмәймиз, русийә һәр күни шәһәрлиримизгә һуҗум қиливатиду, тинчлиқ сөһбитиниң башлиниши үчүн русийә алди билән ишғал қиливалған земинлиримиздин чекиниши керәк, андин уни ойлишимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر