доналд трамп <FBI> ниң тәкшүриши җәрйанида паспортлириниң оғрилап кетилгәнликини билдүрди
американиң сабиқ пирезиденти доналд трамп 8-авғуст флоридадики дачисиға федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) тәрипидин елип берилған бесип кирип тәкшүрүштә паспортлириниң оғрилап кетилгәнликини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: доналд трамп өзи қурған «һәқиқий иҗтимаий» <Truth Social> намлиқ иҗтимаий таратқу торидики һесабида елан қилған байанатида «ваһ! мар-лагоға федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) тәрипидин елип берилған бесип кирип тәкшүрүштә мениң үч паспортим (уларниң бириниң вақти тошқан) оғриланди» дегән сөзләрни ишләтти.
тирамп йазмисида бу бесип кирип тәкшүрүшниң сийасий икәнликини илгири сүрүп, «бу дөлитимиздә илгири мисли көрүлүп бақмиған дәриҗидики сийасий рәқибигә қилинған һуҗумдур. үчинчи дунйа» дегән сөзләргә алаһидә орун аҗратти.
трампниң америка пуқралириға тарқитилидиған нормал қениқ көк паспорти, пирезидент болғандин кейин алған қизил рәңлик рәсмий паспорт вә қара рәңлик дипломатик паспорти болуши мумкинлики билдүрүлмәктә.
тирампниң паспорти болмай туруп чәтәлгә чиқалмайдиғанлиқиму илгири сүрүлмәктә.
доналд трампниң флоридадики мар-лаго намлиқ дачиси 8-авғуст әтигәндә федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) хадимлири тәрипидин ахтурулған иди.
тирамп елан қилған йазма байанатида: «бу миллитимиз үчүн зүлмәтлик бир мәзгил, бундақ иш илгири һечбир америка пирезидентиниң бешиға келип бақмиған» дегән сөзлири арқилиқ бесип кирип тәкшүрүшкә наразилиқ билдүргән иди.
тәхминән 40 әтрапида <FBI> хадимлириниң 9 саәттин артуқ давамлашқан тәкшүрүшидә тирампниң хусусй бихәтәрлик сандуқиниңму ахтурулған болуп, «мар-лагодин 10 қута дәлил-испат топланди» сәрләвһилик хәвәрләр елан қилинған иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
германийә баш министири түркийәгә зийарәткә келиду
германийә баш министири олаф шолз 19-өктәбир күни түркийәдә зийарәттә болиду.