пакистанда бир йүк машиниси йолучилар аптобусиниң үстигә өрүлүп чүшти

пакистанниң пәнҗап өлкисидә бир йүк машиниси йолучилар аптобусиниң үстигә өрүлүп чүшүп, 13 киши қаза қилди, 5 киши йариланди.

1867544
пакистанда бир йүк машиниси йолучилар аптобусиниң үстигә өрүлүп чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: пәнҗап өлкисигә қарашлиқ рәһим йархан шәһиридики ферозә мәркизи йолида, бир йүк машиниси кетиватқан йолучилар аптобусиниң үстигә өрүлүп чүшти.

нәқ мәйданға нурғун санда қутқузуш вә сақчи әтрити әвәтилди. даириләр вәқәдә 13 кишиниң қаза қилғанлиқини вә 5 кишиниң йариланғанлиқини билдүрди.

алақидар тармақлар йариланғанларниң дохтурханида балнестқа елинғанлиқини вә райондики начар һаварайи сәвәбидин мулазимәтләрниң ақсап қиливатқанлиқини билдүрди.

йәнә бир тәрәптин пакистанниң балучистан вә синд өлкилиридә қаттиқ йамғур сәвәбидин 10 киши қаза қилди.

йамғур сәвәбидин нурғун деһқанчилиқ йәрлири су астида қалди. 40 миңдин артуқ өй зийанға учриди.

алақидар тармақлар балучистан өлкисиниң кувәйта шәһиридә қаттиқ йамғурниң давамлишидиғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر