пакистанда қара йамғур җанға замин болди

пакистанниң белуҗистан өлкисидә қара йамғур кәлтүрүп чиқарған сәл палакитидә 8 киши һайатидин айрилди.

1867420
пакистанда қара йамғур җанға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: алақидар тармақларниң билдүрүшичә, белуҗистан өлкисиниң кетта шәһиридә қара йамғур давамлиқ йеғиватқан болуп, дөләтниң хәйбәр-пахтонхва өлкиси билән гилгит балтистан райони оттурисида, кәлкүн сәвәбидин қатнаш тохтап қалған.

даириләр, алдимиздики күнләрдә синд өлкисидә қара йамғурниң давамлишидиғанлиқини уқтурған.

синд өлкисиниң карачи шәһиридә, сәл палакити сәвәбидин су астида қалған йолларда аптомобиллар қийинчилиққа дуч кәлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر