русийә германийә ташқи ишлар министирлиқиға наразилиқ нотаси тапшурди

русийәниң берлиндики баш әлчиханиси «германийәниң бранденбург өлкисигә қарашлиқ вернечен районидики совет иттипақи қәбристанлиқиға һөрмәтсизлик қилди» дегән баһанә билән германийә ташқи ишлар министирлиқиға наразилиқ нотаси тапшурди.

1866021
русийә германийә ташқи ишлар министирлиқиға наразилиқ нотаси тапшурди

түркийә авази радийоси хәвири: әлчиханиниң тор бетидә елан қилинған байанатида, совет иттипақи йадикарлиқлири вә қәбристанлиқлиға қарита қорқунчлуқ шәкилдә һөрмәтсизлик қилишниң давамлишиватқанлиқи, йеқинда торда бир герман неонази қоллиғучисии тәрипидин вернечендики совет иттипақи уруш қәбристанлиқиға ирқчилиқ шоарлири билән һөрмәтсизлик қилинғанлиқини көрситидиған бир синалғу лентисиниң елан қилинғанлиқи билдүрүлди.

байанатта: «биз бу қәбиһ һәрикәтни миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш шундақла дунйа вә йавропани натсизимдин қутулдуруш үчүн һайатидин айрилған әскәрләрниң абидилиригә һөрмәтсизлик қилиш, дәп қараймиз» дейилди.

байанатта йәнә, германийә әдлийә органлириға мәлумат берилгәнлики әскәртилип, «германийә ташқи ишлар министирлиқиға вәқәниң әһвалини ениқлаш үчүн  әтраплиқ тәдбирләрниң йолға қойулишини, вәқә садир қилғучиларниң җавабкарлиққа татилишини вә 1992-йили 16-декабирдики русийә-германийә уруш қәбристанлиқлири келишимигә асасән абидиләрниң бихәтәрликиниң қоғдилинишини тәләп қилип, наразилиқ нотаси берилди» дегән сөзләр ишлитилди.

вернечен шәһиригә мәсул ост сақчи идарисиму абидигә һөрмәтсизлик қилинғанлиқини җәзмләштүрүп,  бир гуваһчиниң сақчиға кимлики намәлум бир кишиниң абидигә тәрәт қилғанлиқини вә башқа йәнә бир кишиниң бу җәрйанни сүрәткә алғанлиқини хәвәр қилғанлиқини ейтти.

вәқәгә қарита тәкшүрүш башланғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر