пелоси: тәйвәнниң йалғузлаштурулушиға йол қойушқа болмайду

америка авам палатаси башлиқи нәнси пелоси, хитайниң тәйвәнни йалғузлаштурушиға «йол қойушқа болмайдиғанлиқи»ни ейтти.

1865880
пелоси: тәйвәнниң йалғузлаштурулушиға йол қойушқа болмайду

түркийә авази радийоси хәвири: нәнси пелоси өткән һәптидики тәйвән зийаритидин кейин тунҗи қетим американиң NBC хәвәрләр қанилиниң биваситә сөһбәт пирограммисиға чиқип, өзиниң тәйвәнни зийарәт қилиштики мәқситигә даир соалларға җаваб бәрди؛ у, тәйвәнниң әркин дөләт икәнликини, уни кимниң зийарәт қилидиғанлиқиға башқа дөләтләрниң арилишалмайдиғанлиқини билдүрүп: «уларға (тәйвәнликләргә) дунйа сәһийә тәшкилатиға кирәлмәйсиләр, десә болиду, әмма, (һечким) тәйвәнгә кимниң баридиғанлиқиға арилишалмайду. хитай һөкүмитиниң тәйвәнни йалғузлаштурушиға йол қойалмаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.  

пелоси өзиниң 6 кишилик вәкилләр өмики билән бирликтә тәйвәнгә барғанлиқини вә парламентлар ара алақиниң муһимлиқини тилға елип: «авам палатаси башлиқи болуш сүпитим билән, тәйвәнгә қаратқан зийаритимиздә һәр икки партийә (демократик вә җумһурийәтчиләр партийәси) ниң алаһидә қоллишиға еришкән идим. биз тәйвәндә миңларчә киши тәрипидин наһайити қизғин қарши елиндуқ» деди.

американиң хитай сийаситидә өзгириш йоқлуқини билдүргән пелоси: «биз у йәргә сийаситимизни өзгәртиш үчүн бармидуқ. биз йәнила <бир хитай> сийаситини қоллаймиз. бу йәрдә биарам қилидиған бир иш йоқ иди» деди.

у йәнә: «палаталар биз билән дост вә демократик дөләтләрни қоллайдиғанлиқини намайан қилса болиду. тәйвән сийасити қануниға асасланғанда, тәйвән бизниң достимиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.

.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر