америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) доналд трампниң өйигә бастуруп кирди
американиң сабиқ пирезиденти доналд трамп америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң флоридадики өйигә бесип киргәнликини елан қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: доналд трамп иҗтимаий таратқуларда елан қилған байанатида, федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) хадимлириниң дүшәнбә күни кәчтә мар-лагодики өйигә бесип керип униң бихәтәр сандуқини ахтурғанлиқини илгири сүрди вә өйиниң қоршавға елинғанлиқини, бесип кириш вә ишғал қилишқа учриғанлиқини ейтти.
америка җамаәтчиликидә тарқалған хәвәрләргә асасланғанда, федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) трампниң президентлиқ мәзгилидә ақсарайниң мәхпий һөҗҗәтлирини қанунсиз һалда мар-лагоға елип кәткәнлики тоғрисида тәкшүрүш буйруқи чиқарған.
«нйу-йорк вақит гезити» тәкшүрүштин мәлуматлиқ икки намсиз мәнбәни нәқил кәлтүрүп, бу ахтурушниң доналд трампниң ақсарайдин флоридадики өйигә елип кәткән мәхпий һөҗҗәтләргә мунасивәтлик икәнликини йазди.
әдлийә министирлиқи вә федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) бу һәқтә техичә һечқандақ байанат елан қилмиди.