песков: русийә - украина сөһбәтлиридә түркийә муһим рол ойниди

русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремил байанатчиси димитрий песков пайтәхт москвада байанат берип, 24 - февралдин буйан уруш қиливатқан украина билән өткүзүлгән сөһбәтләрдә түркийәниң муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүди.

1865185
песков: русийә - украина сөһбәтлиридә түркийә муһим рол ойниди

түркийә авази радийоси хәвири: песков, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң русийә пирезиденти виладимир путин билән украина пирезиденти виладимир зеленскийниң истанбулда учришиши тоғрисидики тәклипи тоғрисида тохтилип: «җумһур рәис әрдоғанниң русийә вә украина вәкиллириниң сөһбәтлиригә наһайити йахши шараит һазирлап бериштә ойниған ролиниң наһайити чоң икәнликини билимиз. җумһур рәис әрдоған тинчлиқ мусаписини башлашқа тиришиватиду» деди вә сөзини давамлаштуруп: «әмма, украина вәкиллири гойа радардин йоқап кәткәндәкла болуп қалди. нөвәттә һечқандақ сөһбәт йоқ» дегәнләрни қәйт қилди.

түркийә билән русийә оттурисидики күчийиши мөлчәрлиниватқан миллий пулларни ишлитип сода қилиш мәсилиси һәққидә тохталған песков, долларниң ишәнчлик запас пул әмәсликини илгири сүрди.

нурғун дөләтләрниң долларниң содидики үлүшини азайтип, миллий пулиниң нисбитини ашурушқа йүзләнгәнликини тилға елип: «бу иш түркийә билән болған мунасивитимиздиму йүз бериватиду. тәбиий газ тәминатимизниң пулиниң бир қисмини рублида төләш тоғрисида муһим бир келишим һасил қилдуқ. биз миллий пул бирликлиримизниң үлүшини давамлиқ ашурушни үмид қиливатимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر