бәңладештики намайишларда сақчилар  25 оқуғучини йариландурди

бәңладешниң пайтәхти даккада йеқилғу баһасиниң өрләп кетишигә қарши өткүзүлгән намайишларда сақчиларниң қаттиқ мудахилиси сәвәбидин  25 оқуғучи йариланди.

1865046
бәңладештики намайишларда сақчилар  25 оқуғучини йариландурди

түркийә авази радийоси хәвири: һөкүмәтниң йеқилғу баһасини %52 өстуришидин кейин, өктичи партийәләр вә бир қисим гуруппилар тәшкиллигән намайишлар дакканиң шаһбағ районида җүмә күнидин буйан үзлүксиз давамлашмақта.

намайишқа сақчиларниң қаттиқ мудахилә қилиши сәвәбидин 25 оқуғучиниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

намайишқа қатнашқан гуруппилардин бири болған сотсийалистик оқуғучилар фронтиниң баш катипи салман сиддиқи сақчиларниң намайишчиларға қилған мудахилисидә 5 нәпири еғир болуп җәмий 25 оқуғучиниң йариланғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر