лавров: американиң паалийәтлири шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиға тәһдит елип кәлмәктә

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров, американиң һинди-тинч окйан районидики паалийәтлириниң шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиға тәһдит елип кәлгәнликини ейтти.

1864336
лавров: американиң паалийәтлири шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиға тәһдит елип кәлмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: сергей лавров камбоджда мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, күнтәртиптики мәсилиләр тоғрисида тохталди؛ у, американиң һинди-тинч окйан районидики һәрикәтлиригә ишарәт қилип: «америка вә униң йеқин иттипақдашлириниң районда тар қурулмиларни бәрпа қилиш паалийити, ортақ тонуш вә өзара һөрмәт асасида һәрикәт қиливатқан шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиға тәһдит елип кәлмәктә. бу AUKUS (америка, әнглийә вә австралийә оттурисидики иттипақ)қа охшаш һәрбий-сийасий һәрикәтләрниму өз ичигә алиду. шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң һинди-тинч окйан районидики мәнпәәтлирини илгири сүрүш үчүн, AUKUS тин пайдилиниш хаһиши бар» дегәнләрни қәйт қилди.

сергей лавров, русийә билән американиң қамақтики рус вә америка пуқралириниң алмаштурулуши мәсилиси тоғрисидиму тохтилип: «бу мәсилини (русийә пирезиденти виладимир) путин билән (америка пирезиденти җо) байдин бирликтә қарар қилған рамка ичидә музакирә қилишқа тәййармиз» деди.

министир лавров, теһран һөкүмитиниң иран йадро келишими мәсилисидики мәйданини «тоғра» дәп қарайдиғанлиқини, американиң келишимгә қайтип келиши керәкликини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر