сәһийә тәшкилати: йуқумниң тарқилиш нисбитидә көрүнәрлик төвәнләш бар

ковид-19 ниң дунйа миқйасидики көпийиш нисбити йәттә һәптидин кейин тунҗи қетим төвәнлиди.

1863472
сәһийә тәшкилати: йуқумниң тарқилиш нисбитидә көрүнәрлик төвәнләш бар

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилатиниң йеңиланған ковид -19 һәптилик доклатида, йуқумлинишқа мунасивәтлик йеңи мәлуматларға орун берилди؛ доклатта көрситилишичә, 7-айниң 25-күнидин 31-күнигичә болған бир һәптә ичидә йуқумлиниш нисбити алдинқи һәптидикигә селиштурғанда %9 төвәнлигән.

бу уда йәттә һәптә көпийип маңған йуқумлиниш нисбитидики тунҗи қетимлиқ гәвдилик төвәнләш болуп һесаблиниду.

доклатқа қариғанда, өткән бир һәптә ичидә йуқум сәвәбидин һайатидин айрилғанлар санида өзгириш болмиған؛ өткән бир һәптидә 14 миң адәм йуқум сәвәбидин қаза қилған, 6 милйон 500 миң кишидә йуқум байқалған болуп, йуқум сәвәбидин қаза қилған омумий сани 6 милйон 300 миңға, йуқумланғучилар омумий сани 574 милйонға йәткән.

йуқум нисбити 6 – айдин башлап уда бәш һәптә өрлигән, 11 – ийулдин 25 – ийулғичә болған икки һәптә ичидә охшаш сүрәттә илгирилигәниди.

дунйа сәһийә тәшкилати әмәлдарлири йуқумлиниш нисбитидики ешишни йаз пәслидики сайаһәтчиликниң ешиши, һәр қайси дөләтләрниң ковид -19 тәдбирлирини бошитиши вә BA.4 вә BA.5 тармақ типлириниң тез тарқилишиға бағлап чүшәндүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر