макрон билән салман парижда учрашти

сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадиси муһәммәд бин салман билән фирансийә пирезиденти еммануел макрон фирансийәниң пайтәхти парижда учрашти.

1861445
макрон билән салман парижда учрашти

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадиси муһәммәд бин салман билән фирансийә пирезиденти еммануел макрон фирансийәниң пайтәхти парижда көрүшүп, йәр шариниң иссип кетиши, украина уруши вә иранниң йадро келишими тоғрисида сөзләшти.

фирансийә ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, макрон билән бин салманниң учришиш өткүзүп, икки дөләт мунасивитиниң күчәйтилишини халайдиғанлиқлирини, һәмдә килимат киризиси қатарлиқ дунйави вә районлуқ мәсилиләргә қарши туруш күриши тоғрисида пикир алмаштуруп турушни арзу қилидиғанлиқлирини оттуриға қойуп өткәнликлирини, буниңдин башқа, йәр шариниң иссип кетиши, украина уруши вә иран йадро келишими қатарлиқ мәсилиләр тоғрисидиму сөзләшкәнликини уқтурди.

байанатта йәнә, макронниң, нуқтилиқ һалда украина уруши ахирлашқандин кейин русийә газиға беқинип қелишни азайтишниң пейиға чүшкән йавропа дөләтлириниң «сәуди әрәбистанниң енергийә базирини көп хиллаштуруш тәшәббусини қоллайдиғанлиқи»ни тәкитлигәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر