б д т түркийәгә миннәтдарлиқ билдүрди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң инсанпәрвәрлик ишлириға мәсул муавин баш катипи җойс мсуйа, «дунйадики әң көп мусапир қобул қилған дөләт» түркийәгә рәһмәт ейтти.

1861435
б д т түркийәгә миннәтдарлиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипи байанатчиси фархан һақ, б д т баш оргинида өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, җойс мсуйаниң ғазиантәп вә хатайни өз ичигә алған 5 күнлүк түркийә зийаритини тамамлиғанлиқини, бу җәрйанда йурт – маканлиридин мәһрум қилинған сүрийәлик айллар, хәйр – сахавәт орунлири, б д т хадимлири, ианә қилғучилар вә чегра һалқип йардәм паалийәтлиригә қатнашқан түркийә һөкүмәт әмәлдарлири билән көрүшкәнликини билдүрүп: «мсуйа инсанпәрвәрлик йардәм хизмәтлирини қоллиғанлиқи үчүн түркийә һөкүмитини алқишлиди вә 3 милйон 700 миң мусапирға саһибханлиқ қилиш арқилиқ дунйаниң әң көп мусапир қобул қилған дөлити болған түркийәгә рәһмәт ейтти» деди.

«сүрийәниң ғәрбий шималидики 4 милйон 100 миң киши асаслиқ еһтийаҗлирини б д т ниң йардимигә тайинип қандуридиғанлиқиға ишиниду» дегән байанатчи һақ, һәр ай йемәклик вә башқа йардәмләрниң түркийә арқилиқ сүрийәдики 2 милйон 400 миң кишигә йәткүзүп бериливатқанлиқи тоғрисидики учурларни ортақлашти.

у, б д т хәвпсизлик кеңиши муддәтни йәнә бир қетим узартмиған тәқдирдә, сүрийәгә чегра һалқип қилинидиған йардәмләрниң алтә ай ичидә, йәни қишниң оттурилирида тохтап қалидиғанлиқини билдүрди.

җойс мсуйаниң 25-ийул түркийәгә келип, сүрийәгә қилиниватқан чегра һалқиған инсанпәрвәрлик йардәм йәткүзүш хизмитини йеқиндин көзитидиғанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر