йапонийә өткән һәптә дунйаниң әң көп йуқум байқалған дөлити болди

өткән һәптә 969 миңдин артуқ йеңи йуқумланғучи байқалған йапонийәниң дунйаниң «әң көп йуқум байқалған дөлити» болғанлиқи билдүрүлди.

1860745
йапонийә өткән һәптә дунйаниң әң көп йуқум байқалған дөлити болди

түркийә авази радийоси хәвири: кйодо хәвәр агентлиқи, дунйа сәһийә тәшкилатиниң байанатиға асасән, 24 – ийулғичә болған бир һәптә ичидә 969 миңдин артуқ адәмдә  йуқум байқалған йапонийәниң «әң көп йеңи йуқумланғучи байқалған дөләт» болғанлиқини хәвәр қилди.

байанатта көрситилишичә, әң көп йуқум байқалған дөләтләр тизимликидә тәхминән 860 миң кишидә йуқум байқалған америка қошма иштатлириниң иккинчи,  570 миң кишидә йуқум байқалған германийәниң үчинчи рәттин орун алғанлиқи билдүрүлди.

йуқуш нисбитиниң интайин йуқири икәнлики билдүрүлгән ковид-19 вирусиниң омикрон варийанти «BA.5» тармақ типи наһайити кәң тарқиливатқан йапонийә, ковид-19 йуқуминиң 7-долқунини баштин кәчүрмәктә.

дунйа сәһийә тәшкилати баш директори тедрос аданом гебрейус түнүгүн өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида йуқумниң ахирлишиш нуқтисидин хелила йирақта икәнликини билдүргәниди.

йеқинқи бир нәччә һәптә ичидә дунйа миқйасида қаза қилғанлар саниниң көпийип кетиши, бәзи дөләтләрдә дохтурханида йатидиған бимарлар саниниң еишишиға, сәһийә хадимлири билән йашанғанларға ваксина әмләшниң шәрт икәнлики оттуриға қойулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر