уйғур аптоном районида температура 40 гирадустин ешип кәтти

уйғур аптоном райони, ички моңғул аптоном райони, җеҗйаң вә җйаңши өлкилиридә температура 40 гирадустин ешип кәтти.

1860703
уйғур аптоном районида температура 40 гирадустин ешип кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: хитайда һаварайиниң адәттин ташқири дәриҗидә иссип кетиши сәвәбидин, «қизғуч сериқ рәңлик агаһландуруш» ниң давам қилидиғанлиқи билдүрүлди.

хитай дөләтлик метеорологийә мәркизиниң билдүрүшичә, дөләтниң җәнубий районлири, җүмлидин, җеҗйаң вә җйаңши өлкилири, ички моңғул аптоном райони вә уйғур аптоном райониниң бәзи җайлирида температура 35 гирадустин ешип кәткән.

метеорологийә  даирилири, һава иссиқ вақитларда дала паалийәтлиригә қатнашмаслиқ вә сиртта ишләйдиғанлар үчүн даим арам елиш һәққидә агаһландуруш чиқарған.

игилинишичә, «қизғуч сериқ рәңлик агаһландуруш», хитайниң 4-дәриҗилик иссиқ һаварайи агаһландуруш системисидики әң йуқири иккинчи сәвийәгә вәкиллик қилидикән. агаһландурушлар, йуқиридин төвәнгә «қизил рәңлик», «қизғуч сериқ рәңлик», «сериқ рәңлик» вә «көк рәңлик» тин тәшкил тапидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر