йапонийә билән һиндонезийә деңиз бихәтәрлики һәмкарлиқини күчәйтишни қарар қилди

йапонийә билән һиндонезийә деңиз бихәтәрлики саһәсидики мунасивәтни тәрәққий қилдуруш тоғрисида келишти.

1860291
йапонийә билән һиндонезийә деңиз бихәтәрлики һәмкарлиқини күчәйтишни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәниң пайтәхти токйода учришиш өткүзгән йапонийә баш министири кишида фумио билән һиндонезийә пирезиденти җоко видодо қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

кишида, йапонийәниң һинди-тинч окйан райониниң тинчлиқи вә бихәтәрликини қоғдаш вә һиндонезийәниң деңиз-окйан бихәтәрлики иқтидарини күчәйтишигә йардәм беридиғанлиқини әскәртип, дөлитиниң һиндонезийәгә ул әслиһә түрлири вә апәтниң алдини елиш хизмәтлиригә ишлитиши үчүн 318 милйон доллар қәрз беридиғанлиқини билдүрди.

видодо болса, йапонийәниң йеңи мәблиғини қарши алидиғанлиқини тилға елип, йапонийәдин пакиз енергийә, ул әслиһә, дора, деһқанчилиқ вә тәбиий байлиқларни өз ичигә алған йеңи техникилар билән тәминләшни тәләп қилди вә сөзини давамлаштуруп: «мән йапонийәни һидроген вә аммийак техникиси қатарлиқ йеңилиқ йаритиш техникилириниң арқисида туруп, һиндонезийәниң нөл қойуп бериш нишанини ишқа ашурушини тезлитишини қоллашқа чақиримән» дегәнләрни қәйт қилди.

икки рәһбәр, деңиз бихәтәрлики, килимат өзгириши, енергийә вә мәбләғ селиш җәһәттики һәмкарлиқини күчәйтиш тоғрисидиму бирдәклик һасил қилғанлиқлирини билдүрүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر