афғанистанниң 10 вилайитидә су апити йүз бәрди

афғанистанниң 10 вилайитидә һәптә ахири йүз бәргән су апити сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 23 кә чиқти.

1858957
афғанистанниң 10 вилайитидә су апити йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан вақитлиқ һөкүмитиниң апәт ишлирини башқуруш министирлқиниң байанатчиси мәвләви муһәммәд нәсим һәққани асаслиқи дөләтниң шәрқигә җайлашқан вилайәтләргә тәсир қилған сәл сәвәбидин җенидин айрилғанлар саниниң ашқанлиқини билдүрди.

мәйдан вардақ, пактика, нангәрһар, нуристан, пәрван, пәнчшир вә пактийа қатарлиқ 10 вилайәттә тохтимай йағқан йамғур сәвәбидин пәйда болған су апитидә 23 кишиниң җенидин айрилғанлиқи, 20 дин көп кишиниң йариланғанлиқи, 2 миң 500 дин артуқ өйниң вәйран болғанлиқи вә тәхминән 2 миң һайванниң өлгәнлики қәйт қилинди.

шәһәрләр ара қатнаш йоллириниң тақалғанлиқи вә сәлниң еғир бузғунчилиқиға учриғанлиқи әскәртилди.

министирлиқиң мәлуматлириға асасланғанда, йеқинқи бир айда 20 вилайәттә сәл сәвәбидин 90 дин артуқ киши җенидин айрилған, тәхминән 120 киши йариланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر