сири ланканиң йеңи баш министири вәзипигә тәйинләнди

сири ланкада түнүгүн (2022-йили 21-ийул) қәсәм берип вәзипә тапшурувалған пирезидент ранил викремесиңһе, илгирики кабентларда охшимиған вәзипиләрни өтигән динеш гунаварденани баш министирлиқ вәзиписигә тәйинлиди.

1858109
сири ланканиң йеңи баш министири вәзипигә тәйинләнди

түркийә авази радийоси хәвири: сири ланка парламентида парламент әзалириниң беләт ташлиши билән пирезидентлиққа сайланған ранил викремесиңһе, дөләтниң йеңи баш министирини вәзипигә тәйинлиди.

у илгирики кабентларда су ишлири, маарип вә ташқи ишлар министири болуп вәзипә өтигән динеш гунаварденани баш министирлиқ вәзиписигә тәйинлиди.

пирезидент ранил викремесиңһениң мәктәпдеши болған 73 йашлиқ гунавардена, парламенттики қәсәм бериш мурасимидин кейин, вәзиписини башлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر