җонсон парламент билән видалашти

әнглийә баш вәзири борис җонсон парламентта видалишиш нутуқи сөзлиди.

1857602
җонсон парламент билән видалашти

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә баш вәзири борис җонсон парламентта сөзлигән видалишиш нутуқида, орниға вәзипигә келидиған йеңи баш вәзиргә бәзи тәвсийәләрни қилди.

у әнглийәниң йавропа иттипақидин айрилиши вә вухән вируси (Kovid-19) мусаписини башқуруш, русийәниң 24-февралда башлиған таҗавузчилиқ урушиға қарши украинани қоллаш қатарлиқ өзи һакимийәт бешидики вақтида йүргүзүлгән сийасәтләргә «мувәппәқийәт» сүпитидә йуқири баһа бәрди.

у: «вәзипә һазирчә асасән тамамланди» деди.

у ахирлаштурғучи филимидики «хәйрихош балам» (hasta la vista baby) дегән сөзләр билән видалашти.     

әнглийә баш вәзири борис җонсон баш вәзирлик хизмитидин вә һакимийәт бешидики консерватиплар партийәсиниң рәисликидин истепа бәргәндин кейин, партийәдики парламент әзалири арисида давамлашқан рәһбәр сайлаш ишлирида, сабиқ малийә ишлири вәзири риши сунак (Rishi Sunak) 137 авазға еришип алдиқи орунда турди.

консерватиплар партийәсиниң рәһбәрлики үчүн өткүзүлгән сайламда, пеннй мордант (Penny Mordaunt) 105 авазға еришкән болсиму шаллинип кәтти.

ташқи ишлар министири лиз трус 113 авазға еришип, баш вәзирлик риқабитини давамлаштуруш салаһийитини сақлап қалди.

әнглийәдики тәхминән 160 миң консерватип партийә әзаси йеңи баш вәзирни вә партийәниң йеңи рәһбирини ахирқи икки намзат ичидин сайлап чиқиду. ахирида, борис җонсондин бошалған баш вәзирлик бинаси 10-номурлуқ ишханиниң йеңи хоҗайини 5-сентәбир ениқ болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر