иран ковид-19 йуқуми һәққидә агаһландуруш елан қилди

иран сәһийә министири бәһрам ейнуллаһи иранда ковид-19 йуқуминиң  7 - долқуни башланғанлиқини елан қилди.

1856115
иран ковид-19 йуқуми һәққидә агаһландуруш елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бәһрам ейнуллаһи аммини ваксина әмләшкә вә адәм көп, йепиқ җайларда маска тақашқа чақирди.

иран сәһийә министирлиқиниң байанатида, йеқинқи 24 саәт ичидә 13 кишиниң вирус сәвәбидин қаза қилғанлиқини вә 5751  кишиниң йеңидин йуқумланғанлиқини билдүрди.

министирлиқ йеңи йуқумланғучилардин 516 кишиниң әһвалиниң еғир икәнликини, 656 кишиниң дохтурханида балнестқа елинғанлиқини уқтурди.

иранда 2020 - йили ковид -19 йуқуми башланғандин буйан 141 миң 499 киши қаза қилип, 7 милйон 278 миң 478 киши йуқумланди.

 
 


خەتكۈچ: #иран , #ковид-19

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر