муавин җумһур рәис фуат октай вә әминә әрдоған 15-ийул һәққидә муһим сөз қилди

муавин җумһур рәис фуат октай 2016-йили 15 – ийулдики хаинларчә сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитидә шеһит болғанларни аллаһтин рәһмәт теләш вә ғазиларни миннәтдарлиқ билән хатирилиди.

1855418
муавин җумһур рәис фуат октай вә әминә әрдоған 15-ийул һәққидә муһим сөз қилди
emine erdogan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири:  фуат октай иҗтимаий алақә һесабатида һәмбәһирлигән учурида, «<биз шәрипимиз билән өлимиз!> дәйдиған бир милләтни ким тиз пүктүрәлисун? 15 – ийулдики хаинларчә сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитидә җумһур рәисимизниң рәһбәрлики вә миллитимизниң ирадиси  сайисида бу пәскәш һуҗумни тосуп қалған әзиз шеһитлиримизни аллаһтин рәһмәт теләш билән хатириләймиз. қәһриман ғазилиримизға миннәтдарлиқимизни билдүримиз» дегән сөзләрни ишләтти.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң айали әминә әрдоғанму фәтуллаһчи терорлуқ тәшкилатиниң 15 - ийул сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитиниң 6 - йиллиқи шундақла демократийә вә миллий иттипақлиқ байрими мунасивити билән иҗтимаий алақә торида елан қилған байанатида, 15 - ийулда йәттә йаштин йәтмиш йашқичә әр-айал һәр бир пуқраниң бир йүрәк болуп, қайтидин терилишниң символини йаратқанлиқини тәкитләп, «тарихқа ойулған 15-ийул дастани әнә шуларниң ирадиси вә җасарити билән йезилди» деди.

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң  15 - ийул сийасий өзгириш қозғашқа урунуш кечиси, түркийә хәлқи тарихта мислисиз бир қаршилиқ көрситиш үлгисини йаритип, дөлитиниң мустәқиллиқиға вә кәлгүсигә йәнә бир қетим игә чиққан иди. түркийәниң у зулмәтлик кечидин йоруқлуққа чиқиши үчүн күрәш қилған пуқралар, сақчилар вә әскәрләрдин 150 нәпири пайтәхт әнқәрәдә, 99  нәпири истанбулда шеһит болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر