байдин мусулманларниң «қурбан һейт» ини тәбриклиди

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин дөлитидики вә пүткүл дунйадики мусулманларниң «қурбан һейт» ини тәбриклиди.

1854129
байдин мусулманларниң «қурбан һейт» ини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: байдин, бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, байрам әнәнилири вә һәҗ паалийәтлириниң һәм мусулманларниң етиқадлирини мустәһкәмлиши үчүн муһим пурсәт һәмдә самави динларниң ортақ мәнбәсиниң хатириләткүчиси икәнликини тәкитләп мундақ деди: «аллаһ таалаға хизмәт қилиш үчүн техиму аз киримләр билән қурбанлиқ қилиш вә ортақлишиш һәрикити, бүгүнки дунйа дуч келиватқан хирисларни бирликтә йеңиш вәдимизни әкис әттүрмәктә.»

у, «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш тәдбирлириниң давамлишиватқан болушиға қаримай, мусулманларниң йуқумдин кейинки мәзгилдә тунҗи қетим һәҗ ибадәтлирини ада қилалишиниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини әскәртип мундақ деди: «бу мунасивәт билән, тинчлиқ үчүн хизмәт ишләш, муһтаҗларға саһиб чиқиш, техиму көп баравәрлик һоқуқи вә пурсәткә еришиш йолида издинидиғанлиқимиздин ибарәт вәдимизни йәнә бир қетим тәкрарлаймән.»

америка қошма иштатлирида мусулман америкалиқларниң муһтаҗларға йардәм бериштә башламчилиқ ролини җари қулдуруватқанлиқини қәйт қилған байдин, мундақ дәп көрсәтти: «мән вә рәпиқәм җил, барлиқ мусулманларниң <қурбан һейт> ини тәбрикләймиз. <қурбан һейт» иңларға мубарәк болсун, һәҗлириңлар мәқбул болсун!»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر