байдин: түркийәниң «F-16» филотини заманивилаштуруш пиланини қоллаймиз

америка ташқи ишлар министирлиқи йавропа вә йавроасийа  мунасивәтлиригә мәсул муавин мәслиһәтчиси дог җонес, пирезидент байдинниң түркийәниң «F-16» филотини заманивилаштуруш пиланини қоллайдиғанлиқини билдүрди.

1853511
байдин: түркийәниң «F-16» филотини заманивилаштуруш пиланини қоллаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: дог җонес, вашингтондики «чәт әл ахбарат мәркизи» дә мухбирларға, алдинқи һәптә испанийәниң пайтәхти мадрид шәһиридә өткүзүлгән шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғининиң нәтиҗиси һәққидә мәлумат бәргәндә, йиғинда, 24 – февралдин буйан давамлишиватқан русийә – украина уруши сәвәбидин, шималий атлантик әһди тәшкилати иттипақдашлириниң мунасивәтлирини техиму күчәйткәнликини, финландийә билән шиветсийәниң натоға рәсмий тәклип қилинишиниң «тарихий қәдәм» икәнликини әскәртти.

у, түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң мадридтики учришишидин кейин, түркийәниң « F-16» типлиқ уруш айропиланлирини сетивелиш вә мәвҗут «F-16» филотини заманивилаштуруш тәлипигә алақидар басқучниң қандақ тәрәққий қилидиғанлиқиға даир соалға, « F-16» мәсилисиниң узундин буйан күнтәртиплиридә икәнликини, америка һөкүмитиниң бу пиланни қоллайдиғанлиқини билдүргәнликини тәкитләп мундақ деди: «пирезидент байрдин, < F-16> типлиқ уруш айропиланлирини сетип бериш пиланини қоллимақта. лекин, байдин, бу һәқтә дөләт мәҗлисиниң тәстиқи керәкликиниму очуқ - ашкара һалда байан қилди. әрдоған билән байдин бу мәсилидә сөһбәт өткүзди. бизниң һөкүмитимизниң позитсийәси икки рәһбәрниң учришишидин кейинму өзгәрмиди. биз бу пиланни қоллаймиз. пирезидент байдинму бу һәқтә дөләт мәҗлиси билән һәмкарлиишиш арзуси барлиқини ейтти.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر