йавропа иттипақи хитайни русийә - украина урушида техиму бәрпачи рол ойнашқа чақирди

йавропа иттипақи хитайни русийәниң 24-феврал украинаға қарши ачқан урушиға хатимә бериш йолида техиму бәрпачи рол ойнашқа чақирди.

1853297
йавропа иттипақи хитайни русийә - украина урушида техиму бәрпачи рол ойнашқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиниң ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити бойичә алий вәкили җосеп боррел, һиндонезийәдә өткүзүлгән 20 дөләт гуруһиға әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири йиғини җәрйанида хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшти.

хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән йавропа иттипақи - хитай мунасивәтлири тоғрисида сөзләшкәнликини билдүргән боррел, «хитайни русийәниң украинаға қарши ачқан урушини бир тәрәп қилишта техиму бәрпачи рол ойнашқа, русийәниң һуҗумлирииң сәвәблири вә униң йәршари иқтисадиға елип кәлгән апәт характерлик ақивәтлири һәққидә хата учур тарқитишқа хатимә беришкә чақирдим» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر