путин билән пашинйан телефон сөһбити өткүзди

русийә пирезиденти виладимир путин әрменийә баш министири никол пашинйан билән телефон сөһбити өткүзди.

1853048
путин билән пашинйан телефон сөһбити өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремил байанат елан қилип, икки рәһбәрниң өзара телефонлишип, русийә, әзәрбәйҗан вә әрменийә оттурисида 2020-йили нойабир, 2021-йили 1-ай вә 11-айларда имзаланған келишимләрниң иҗра қилиниши мәсилисини музакирә қилғанлиқини уқтурди.

әзәрбәйҗан - әрменийә чеграсидики бихәтәрликкә капаләтлик қилиш билән җәнубий кавказ районида иқтисадий вә қатнаш алақисини қайтидин орнитиш тоғрисида пикир алмаштурулған телефон сөһбитидә, пашинйан путинға әрменийә билән түркийәниң мунасивәтләрни нормаллаштуруш йолида ташлиған йеқинқи қәдәмлири һәққидә мәлумат бәргәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر