оттура америка дөлити панамада тунҗи маймун чечики йуқумлиниши байқалди
панама сәһийә министири луис фирансиско сукре мухбирларни күтүвелиш йиғинида, 30 йашлиқ бир әр бимарда йуқумлинишниң җәзмләштүрүлгәнликини ейтти.
1852471
түркийә авази радийоси хәвири: панама сәһийә министири луис фирансиско сукре: «әнсирәйдиған иш йоқ, маймун чечики вирусиниң йуқумлиниш нисбити йуқири әмәслики вә әҗәллик әмәслики мәлум» деди.
луис фирансиско сукре бимарниң карантинаға елинғанлиқини әскәртип, пуқраларниң еһтийат қилиши керәкликини тәләп қилди.