сүрийә миллий армийәси сүрийәдә елип берилғуси һәрбий һәрикәткә қатнишишқа тәййарланмақта

сүрийә миллий армийәси, түркийә армийәсиниң елип барғуси зәрбә бериш һәрикәтлиригә қатнишишқа тәййарлиқ қилмақта.

1852721
сүрийә миллий армийәси сүрийәдә елип берилғуси һәрбий һәрикәткә қатнишишқа тәййарланмақта

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәниң шималидики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ниң һуҗум қилиш хәвпи астидики районларниң бихәтәрликини капаләткә игә қиливатқан сүрийә миллий армийәси, террорлуқ тәшкилатиға қарши елип берилғуси зәрбә бериш һәрикитигә тәййарлиқ қилиш хизмәтлирини давамлаштурмақта.

сүрийә миллий армийәси, террорчиларниң ишғалийити астидики тәлрифат вә мунбич қатарлиқ районларниң тәһдитигә тақабил туруш үчүн һәрбий иқтидарини йуқири сәвийәгә көтүрүшкә тиришмақта.

түркийәниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г гә қарши елип барған фират қалқини, зәйтун шехи вә тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикәтлирини йеқиндин қоллап – қуввәтлигән сүрийә миллий армийәси, түркийә армийәсиниң елип барғуси зәрбә бериш һәрикәтлиригә маслишиш хизмәтлириниму ишлимәктә؛ бу даиридә, түркийәниң килис вилайитиниң сүрийә тәрипигә җайлашқан азәздики җәңчиләр вә еғир типлиқ қораллар омумйүзлүк көздин кәчүрүлмәктә.

сүрийә миллий армийәси пат – пат маневирларни өткүзүп, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г гә тақабил туруш иқтидарини күчәйтмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر