мисирда икки айал ләһәң һуҗумиға учрап қаза қилди

мисирниң сәһрул һашиш районида икки айалниң ләһәң һуҗумиға учрап қаза қилғанлиқи билдүрүлди.

1851335
мисирда икки айал ләһәң һуҗумиға учрап қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мисир мәркәзлик «масрави» тор бетиниң хәвиридә, ләһәң һуҗумида 2 айалниң һайатидин айрилғанлиқи билдүрүлди, әмма уларниң дөләт тәвәлики һәққидә һечқандақ мәлумат берилмиди.

мисир муһит асраш министирлиқи вәқәдин кейинки байанатида, һайатидин айрилғанларниң аилә-тавабиатлириға қарита тәзийәнамә елан қилди.

ләһәң һуҗуми йүз бәргән районда барлиқ паалийәтләр вақитлиқ тохтитилди.

мәзкур районда алдинқи күниму авистирийәлик бир айал ләһәң һуҗумиға учрап қаза қилған иди.


خەتكۈچ: #ләһәң , #мисир

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر