хитайға дөләт мәхпийәтликини бәргән русийәлик мутәхәссис дохтурханида өлди

хитайға дөләт мәхпийәтликини өз ичигә алған санлиқ мәлуматларни бәргәнлики сәвәбидин рак кесили билән давалиниватқан дохтурханидин назарәткә елинған русийәлик мутәхәссис димитрий колкер һайатидин айрилди.

1851502
хитайға дөләт мәхпийәтликини бәргән русийәлик мутәхәссис дохтурханида өлди
casus yazilim.jpg
pegasus casus yazilim.jpg
iran-casus.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: физика вә математика пәнлири доктори димитрий колкер алдинқи һәптә 4 - басқучлуқ рак кесили сәвәбидин русийәниң новосибирск дохтурханисида давалиниватқан мәзгилдә назарәткә елинған иди.

колкер хитайға дөләт мәхпийәтликини өз ичигә алған санлиқ мәлуматларни бериш билән әйибләнгән иди.

русийәлик мутәхиссисниң аилисидикиләр колкерниң әһвали начарлишип, қаза қилғанлиқини елан қилди.

54 йашлиқ димитрий колкерға 12 йилдин 20 йилғичә қамақ җазаси бериш тәләп қилинмақта иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر