америка украинаға қошумчә бихәтәрлик йардими беришни қарар қилди

америка дөләт мудапиә министирлиқи (пентагон), украинани илғар һава мудапиә системиси қатарлиқларни өз ичигә алған 820 милйон долларлиқ бихәтәрлик йардими билән тәминләйдиғанлиқини уқтурди.

1850984
америка украинаға қошумчә бихәтәрлик йардими беришни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министирлиқиниң йазма байанатида, бу қошумчә йардәмниң 50 милйон долларлиқ қисминиң пирезидент җо байдинниң америка  қорал записидин қорал билән тәминләш һоқуқи даирисидә, 770 милйон долларлиқ қисминиң украинани бихәтәрлик йардими билән тәминләш пилани даирисидә берилидиғанлиқи билдүрүлди.

пирезидент байдин һөкүмитиниң украинаға 14 - қетим армийә амбиридин қорал - йарағ вә үскүнә йардими қилғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, бу йардәмләрниң ичидә америка қорал амбиридин аҗритилған йуқири иқтидарлиқ зәмбирәкчи ракета системисиниң запас оқ - дорилириниң барлиқиға даир учурларға орун берилди.

байанатта йәнә, «американиң украинаға йардәм бериш пилани даирисидә, дөләт мудапиә министирлиқи украинани русийәниң таҗавузчилиқидин мудапиәлиниши үчүн һалқилиқ иқтидарлар билән тәминләйду. бу йардәм пилани, икки данә илғар типлиқ йәр йүзидин һаваға қойуп берилидиған башқурулидиған бомба системиси, 150 миң данә 155 миллиметирлиқ зәмбирәк оқи вә 4 данә қошумчә зәмбирәк оқи из қоғлаш радари қатарлиқларни өз ичигә алиду» дейилди.

байдин һөкүмити вәзипә тапшуруп алғандин буйан, украинаға тәхминән 7 милйард 600 милйон доллар бихәтәрлик йардими бәргән болуп, пентагонниң билдүрүшичә, бу йардәмниң 6 милйард 900 милйон долларлиқ қисми русийә-украина уруши башланған 24 – февралдин буйан берилгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر