г7 рәһбәрлири русийәниң украинадики сода сарайға қилған һуҗумиға «уруш җинайити» дәп баһа бәрди

г7 (әң тәрәққий тапқан 7 иқтисадий гәвдә) рәһбәрлири украинаниң кременчук шәһиридики бир сода сарайға, русийәниң башқурулидиған бомба билән һуҗум қилғанлиқини әйибләп, «уруш җинайити» дәп баһа бәрди.

1848994
г7 рәһбәрлири русийәниң украинадики сода сарайға қилған һуҗумиға «уруш җинайити» дәп баһа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: германийәдә давамлишиватқан г7 рәһбәрлири йиғинида, рәһбәрләр бирләшмә байанат елан қилип, өзлириниң сода сарайға қилинған қәбиһ һуҗумни күчлүк әйибләйдиғанлиқлирини билдүрди.

байанатта: «бу вәһшийанә һуҗумниң бигунаһ қурбанлириға тәзийә билдүримиз вә украинаниң йенида болимиз. бигунаһ пуқраларға айрип олтурмастин қилинған бу һуҗум уруш җинайитидур. русийә пирезиденти владимир путин вә мәсуллар җавабкарлиққа тартилиду» дейилди.

рәһбәрләр украинаға иқтисадий, инсанпәрвәрлик вә һәрбий йардәм беришниң давамлишидиғанлиқини тәкитләп: «русийә украинаға қарши рәһимсиз вә мәнисиз урушни ахирлаштурмиғучә җим турмаймиз» деди.

украинаниң кременчук шәһиридики бир сода мәркизигә русийәниң башқурулидиған бомбиси чүшүши нәтиҗисидә, 16 кишиниң җенидин айрилип, 59 кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлгән иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر