америкадики қораллиқ һуҗумда 5 айлиқ бир бовақ қаза қилди
американиң чикаго шәһиридә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда аптомобилдики 5 айлиқ бовақ қаза қилди.
1848241

түркийә авази радийоси хәвири: чикагониң җәнубий қирғақ районида кимлики намәлум кишиләр тәрипидин қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди.
әтрапта аптомобил билән айлинип қалаймиған оқ чиқарған һуҗумчилар башқа бир аптомобилдики 5 айлиқ бовақни етип өлтүрди.
җиддий қутқузуш әтрити вә сақчи әтрити нәқ мәйданға йетип кәлгәндин кейин, даириләр һуҗумда 5 айлиқ бир қизниң қаза қилғанлиқини елан қилди.
чикаго сақчилири башқа бир аптомобилдики 41 йашлиқ әрниңму көзидин йариланғанлиқини вә дохтурханида балнестқа елинғанлиқини уқтурди.
вәқәгә даир тәкшүрүшләр давамлашмақта.