рәиси билән лавров иран-русийә мунасивәтлирини күчәйтишни музакирә қилди

иран пирезиденти ибраһим рәиси билән русийә ташқи ишлар министири сергей лавров икки дөләт оттурисида өзара һәмкарлиқларни вә кординатсийә күчәйтишни музакирә қилди.

1847169
рәиси билән лавров иран-русийә мунасивәтлирини күчәйтишни музакирә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ирна (İRNA) агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлишичә, ибраһим рәиси рәсмий дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн теһранға йетип кәлгән русийә ташқи ишлар министири лавров билән көрүшкән.

ибраһим рәиси билән лавров икки тәрәп мунасивәтлиридин башқа, район вә хәлқарлиқ мәсилиләр һәққидә өзара пикир алмаштурған.

ибраһим рәиси иран-русийә оттурисида өткүзүлүватқан учришиш вә йиғинларниң, икки дөләтниң йеңи истратегийәлик һәмкарлиқ дәврини шәкилләндүрүштики муһим ирадисини намайан қилғанлиқини билдүрди.

у: «өзара һәмкарлиқ вә кординатсийәни күчәйтиш, американиң мустәқил дөләтләргә қарши йолға қойған иқтисадий ембарголарға вә бир тәрәплимиликкә қарши үнүмлүк истратегийә» деди.

у украинаниң нөвәттки вәзийити үстидә тохтилип, урушни балдуррақ ахирлаштурушниң әһмийитини вә иранниң мәсилини дипломатик усулда һәл қилиш үчүн йардәмчи болушқа тәййар икәнликини тәкитлиди.

у натониң ғәрбий асийа, кавказ вә оттура асийаға охшаш дунйаниң охшимиған җайлирида «кеңәймичилик сийасити» йолға қойғанлиқини илгири сүрүп, буниңға қарши чиқиш керәкликини оттуриға қойди.

у мундақ деди:

«бу тоқунушларниң пәйда болушида, америка вә натониң иғвагәрчиликиниң рол ойниғанлиқида гуман йоқ.»

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров русийәниң теһран билән болған һәмкарлиқини истратегийәлик сәвийәгә чиқиришқа тәййар икәнликини билдүрди.

иранниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшклатиға әза болуши тоғрисида тохтилип, русийәниң иранниң районлуқ вә хәлқаралиқ тәшкилатлардики ролини зорайтишини қоллайдиғанлиқини тәкрарлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر