кабулдики бир бутхана һуҗумға учриди

афғанистанниң пайтәхти кабулдики һинду вә сих бутханиси бомбилиқ вә қораллиқ һуҗумға учриди.

1845146
кабулдики бир бутхана һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан ички ишлар министирлиқи, кабулниң картәи пәрван районидики һинду вә сих бутханисиниң бомбилиқ вә қораллиқ һуҗумға учриғанлиқини, бутханиға киргән һуҗумчиларни бир тәрәп қилиш һәрикити елип бериливатқанлиқини уқтурди.

нәқ мәйдандики әһвалларни көргүчиләрниң билдүрүшичә, һуҗум һинду вә сих етиқадчилири бутханида мурасим өткүзүватқан әснада йүз бәргән.

талибан қисимлири бутханиға баридиған барлиқ кочиларни қамал қилди.

адәм өлүш йаки йарилиниш әһвалиниң көрүлүп – көрүлмигәнлики ениқ болмиған һуҗумниң җавабкарлиқини һазирғичә һечқандақ тәрәп үстигә алмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر