буркина фасодики һуҗумда қаза қилғанлар сани 86 гә йәтти

буркина фасониң саһел районида йүз бәргән қораллиқ һуҗумда қаза қилған пуқралар сани 86 гә йәтти.

1844228
буркина фасодики һуҗумда қаза қилғанлар сани 86 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: буркина фасо һөкүмити байанат елан қилип, шәнбә күни кечиси сәйтенга наһийәсидә кимлики һазирғичә ениқлиналмиған кишиләр тәрипидин қилинған һуҗумда һайатидин айрилғанлардин йәнә йәттә кишиниң җәситиниң тепилғанлиқини, шуниң билән, қаза қилғанлар омумий саниниң 86 гә йәткәнликини уқтурди.

9 – ийун сәйтенга наһийәсидә террорлуқ һуҗуми йүз берип, 11 жандарма һайатидин айрилғаниди.

қошна дөләт малидики әлқаидә вә даешқа четишлиқ террорлуқ гуруппилири 2015- йилидин буйан буркина фасониң шимали вә шәрқидики җайларға даим һуҗум қозғап кәлмәктә. һөкүмәтниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, 2015 - йилидин 2021 - йилиниң 12-ейиғичә болған җәрйандики һуҗумларда, 600 нәпири хәвпсизлик хадими болуп җәмий 2000 адәм қаза қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر