хитай дөләт мудапиә министири вей феңхе американиң хитайни бозәк қиливатқанлиқини ейтти

хитай дөләт мудапиә министири вей феңхе сингапорда өткүзүлгән «шаңгрилла» дийалог мунбири йиғинида, хитайниң «район бихәтәрлик нишани» темисида нутуқ сөзлиди вә американиң һинди-тинч окйан истратегийәсини тәнқид қилди.

1841798
хитай дөләт мудапиә министири вей феңхе американиң хитайни бозәк қиливатқанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: хитай дөләт мудапиә министири вей феңхе американиң асийа-тинч окйан районида хитайни чөридигән һалда тоқунуш һәмдә қаршилишиш пәйда қилишни мәқсәт қиливатқанлиқини вә буниң үчүн «көп тәрәплик» нами астида кичик алаһидә гуруппа қурмақчи болуватқанлиқини ейтти.

у йәнә, америка дөләт мудапиә министири лойид остинниң түнүгүнки (11-ийун) охшаш мунбәр йиғинидики хитайға қаратқан тәнқидлири үстидә тохтилип: «охшаш төһмәт вә тәһдит» дәп баһа бәрди.

у: «американиң һинди-тенч окйан истратегийәси бизниң қаришимизчә, <әркин вә очуқ һинди-тенч окйан> нами астида мәлум бир дөләтни һуҗум нишани қилиш һәмдә кичик алаһидә гуруппа тәшкилләш үчүн район дөләтлириниң ирадисини тартивелиш урунишидур» деди.

уһәр қандақ бир дөләтниң өз ирадисини «көп тәрәплик» нами астида башқиларға таңмаслиқи вә тәһдит салмаслиқи керәкликини ейтти.

у тәйвән мәсилиси үстидиму тохтилип, тәйвәнниң хитайниң бир қисми вә ички иши икәнликини һәмдә чәт әлниң арилишишини қобул қилғили болмайдиғанлиқини тәкитлиди.

у америка һөкүмитиниң тәйвән сийаситини тәнқид қилип: «америка бир хитай пиринсипиға хилаплиқ қиливатиду. бөлгүнчи күчләрни қоллаватиду вә тәйвән мунасивити қанунини алдиға чиқирип, хитайниң ички ишлириға арилишиватиду». деди.

америка дөләт мудапиә министири лойд остин түнүгүн қилған сөзидә, американиң «бир хитай» сийаситидә чиң турғандин башқа, тәйвәнниң ө-өзини қоғдаш сәвийәсигә йетишигә йетәрлик һәрбий иқтидарға игә болушиниму қоллап қуввәтләйдиғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر