америка қитәси башлиқлар йиғини ахирлашти

америка қошма иштатлириниң калифорнийә иштатида өзүлгән америка қитәси башлиқлар йиғини, лос анжелес хитабнамисиниң елан қилиниши билән бирликтә ахирлашти.

1841508
америка қитәси башлиқлар йиғини ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: америка қитәси башлиқлар йиғинида, һәр қайси дөләтләргә киришниң қануний йоллири, көчмәнләрниң күчлүк тәсиригә учриған җайларға йардәм бериш, инсаний чегра башқуруш вә өзара маслишип җиддий мудахилә қилиш тәдбирлири қатарлиқ бәзи пиринсиплар елан қилинди.

ақсарай тәрипидин елан қилинған тәдбирләргә асасланғанда, костарика һөкүмити кубалиқлар, никарагуалиқлар вә венезуелалиқларни қоғдаш сийаситини кеңәйтип йолға қойидикән. мексика вақитлиқ ишчилар виза түзүмини кеңәйтип, һәр йили 15 - 20 миң гватемалалиққа хизмәт визиси беридикән.

америка мусапирлар вә көчмәнләргә саһибханлиқ қиливатқан дөләтләргә 314 милйон доллар йардәм беридиғанлиқи, буниңдин башқа, турмуш сәвийиси төвән бәзи дөләтләргә ишқа орунлишиш пурсити йаритиш мәқситидә мәбләғ салидиғанлиқи, бу арқилиқ америкаға қарап йолға чиққан бир қисим көчмәнләрниң өз дөләтлиридә қелишиға капаләтлик қилинидиғанлиқи билдүрүлди.

әмма мексика қатарлиқ бир қисим дөләтләрниң рәһбәрлири куба, венезуела вә никарагуаниң йиғинға чақирилмиғанлиқиға наразилиқ билдүрүп, америка башлиқлар йиғинини байқут қилған болғачқа, йиғинда чиқирилған мәзкур қарарларниң үнүминиң қанчилик болидиғанлиқи мунасивәтлик тәрәпләрниң диққитини қозғиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر