биразилийәдә тунҗи маймун вәқәси көрүлди

биразилийәниң асентийа брасил хәвәр агентлиқи (Agencia Brasil) сав павло шәһиридә бир кишиниң маймун чечики вируси билән йуқумланғанлиқини хәвәр қилди.

1840979
биразилийәдә тунҗи маймун вәқәси көрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: биразилийә рәсмий хәвәр агентлиқи асентийа брасилниң хәвиридә көрситилишичә, сав павло шәһиридә мушу һәптиниң бешида маймун чечики вируси гумани билән дохтурханиға йатқузулған бир кишидә, вирусниң байқалғанлиқи тоғриланған.

португалийә билән испанийәни сайаһәт қилған вә карантин қилинған 41 йашлиқ әр кишиниң саламәтлик әһвалиниң йахши икәнликини, униң билән учрашқан кишиләрниң көзитиш астида икәнлики әскәртилди.

биразилийәдә бүгүнгичә маймун чечики вируси вәқәсигә мунасивәтлик сәккиз гумандарниң барлиқи қәйт қилинди.

латин америкасидики тунҗи маймун чечики вәқәси 27-май (2022) аргентинада көрүлгән иди.

маймун чечики вирусиниң конго вә ғәрбий африқа түри бар. адәттә һайвандин адәмгә вә йеқин арилиқта адәмдин адәмгә йуқуши наһайити аз көрүлидиған мәзкур вирус, адәм бәдинидә қиззиш вә қичишишларни пәйда қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر