доминика җумһурийитидә бир министир ишханисида етип өлтүрүлди

доминика җумһурийитидә муһит асраш вә тәбиий байлиқлар министири орландо җорҗе мера йеқин дости тәрипидин ишханисида етип өлтүрүлди.

1838881
доминика җумһурийитидә бир министир ишханисида етип өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: доминика пирезидентлиқ ишханиси министир мерани етип өлтүргән мигуел крузниң назарәткә елинғанлиқини елан қилди.

пайтәхт санто домингодики министирлиқ бинасиға нурғун сақчи вә җиддий қутқузуш хадимлири әвәтилди. сайаһәт министирлиқиму орун алған бина бихәтәрлик чәмбирикигә елинди.

шаһитлар һуҗум җәрйанида 7 пай оқ авази аңлиғанлиқлирини вә  министирлиқтики кишиләрниң тамдин сәкрәп қечишқанлиқини билдүрди.

доминика җумһурийити муһит асраш вә тәбиий байлиқлар министири мера өз нөвитидә йәнә адвокат болуп, у заманиви инқилаб партийәсиниң қурғучи әзаси болуп, 2020-йили авғустта муһит асраш вә тәбиий байлиқлар министири болуп тәйинләнгән иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر