блинкен қатар ташқи ишлар министири билән вашингтонда көрүшти

америка ташқи ишлар министири антони блинкен қатар ташқи ишлар министири муһәммәд бин абдурраһман алсани билән вашингтонда көрүшкәндә, икки тәрәп мунасивәтлири вә район мәсилилирини музакирә қилди.

1838766
блинкен қатар ташқи ишлар министири билән вашингтонда көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи министир антони блинкен билән қатар ташқи ишлар министири алсаниниң вашингтонда көрүшкәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта билдүрүлишичә, америка билән қатар оттурисидики иқтисадий мунасивәтләрдин мудапиәгичә болған нурғун мәсилиләр кәң даиридә музакирә қилинған.

байанатта, 24-февралдин (2022) тартип давамлишиватқан украина-русийә урушиниң районға болған тәсири, парс қолтуқи райониниң нөвәттики вәзийити вә башқа район мәсилилириниңму блинкен-алсани көрүшүшидә күнтәртипкә кәлгәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر