җо байдин елон маскниң иқтисад тоғрисидики сөзлиригә инкас қайтурди

америка қошма иштатлириниң пирезиденти җо байдин, тесланиң баш иҗраийә әмәлдари елон маскниң иқтисадниң келәчикидин үмидсиз икәнлики тоғрисидики сөзлиригә инкас қайтурди.

1837608
җо байдин елон маскниң иқтисад тоғрисидики сөзлиригә инкас қайтурди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң пирезиденти җо байдин, тесланиң баш иҗраийә әмәлдари елон маскниң иқтисадниң келәчикидин үмидсиз икәнлики тоғрисидики сөзлиригә «мән униң ай шари сәпириниң утуқлуқ болушини тиләймән» дәп җаваб бәрди.

һәптә ахири дәм елиш пурситидин пайдилинип делавергә барған пирезидент җо байдин түнүгүн әмгәккә орунлаштурушқа мунасивәтлик санлиқ мәлуматлар тоғрисидики қарашлирини оттуриға қойди.

у, елон маскниң тесла рәһбәрлик қатлимиға електиронлуқ мәктуп йоллап, иқтисад тоғрисида «һеслирим начар» дегәнлики һәмдә ширкәтниң әмгәк күчини %10 азайтидиғанлиқини ейтқанлиқи һәққидики дәваларға мунасивәтлик бир соалға: «мән униң ай шари сәпириниң утуқлуқ болушини тиләймән» дәп җаваб бәрди.

елон маск пирезидент җо байдинға твиттердики адреси арқилиқ җаваб қайтуруп, «рәһмәт сизгә пирезидент» дәп йезип, астиға америка аләм қатниши идариси – насаниң SpaceX ни америкилиқларни аләм бошлуқиға елип чиқиш үчүн таллиғанлиқи тоғрисидики хәвәрни чиқирип қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر