малида қизил киресит  җәмийитиниң 2 хадими өлтүрүлди

малиниң ғәрбий қисмида йүз бәргән террорлуқ һуҗумида қизил киресит  җәмийитиниң 2 хадими һайатидин айрилди.

1837344
малида қизил киресит  җәмийитиниң 2 хадими өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: мали қизил киресит  җәмийитиниң билдүрүшичә, кайес районида,  қизил киресит  җәмийити әтрити олтурған аптомобил намәлум қораллиқларниң һуҗумиға учриған.

террорлуқ һуҗумида, 4 киши бар аптомобилда голландийә қизил киресит  җәмийити хадими билән шопур һайатидин айрилған.

саһел районидики «3 дөләт чеграси» дәп аталған буркина фасо, мали вә нигер, йеқинқи йиллардин буйан террорлуқ тәшкилати әлқаидәгә қарашлиқ гуруппилар вә даешниң һуҗумлириға дуч кәлмәктә икән.

2013-йилдин башлап малида турушлуқ чәт әл һәрбий хадимлириниң вәзипә өтәватқан болушиға қаримай, террорлуқ тәшкилатлири һуҗумлирини давамлаштурмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر