сенегалда сәһийә министири вәзиписидин қалдурулди

сенегалда бир дохтурханида йүз бәргән  от апитидә 11 бовақ қаза қилғандин кейин, сәһийә министири абдулайе дийоф сар вәзиписидин қалдурулди.

1833661
сенегалда сәһийә министири вәзиписидин қалдурулди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт телевизийәсидә елан қилинған пирезидент қарарнамисигә асасән, сәһийә министири абдулайе дийоф сарниң орниға, аммиви сағламлиқ ишлири оргининиң  башлиқи марий хемессе нгом нидийайениң тәйинләнгәнлики билдүрүлди.

алдинқи күни, тивавен шәһиридики бир дохтурханиниң йеңи туғулған бовақлар бөлүмидә йүз бәргән от апитидә 11 бовақ қаза қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر