путин: ембарголар бикар қилинса, ашлиқ киризисиниң һәл қилинишиға төһпә қошушқа тәййармиз

русийә пирезиденти виладимир путин, ембарголар бикар қилинған тәқдирдә, москваниң, дунйа ашлиқ киризисиниң һәл қилинишиға төһпә қошушқа тәййар икәнликини ейтти.

1833446
путин: ембарголар бикар қилинса, ашлиқ киризисиниң һәл қилинишиға төһпә қошушқа тәййармиз

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезидентлиқ мәһкимиси - киремил байанат елан қилип, виладимир путинниң италийә баш министири марийо дираги билән өткүзгән телефон сөһбити җәрйанида, нормал парахотларниң қарадеңиз вә азак (азов) деңизидики портлардин бихәтәр чиқиши үчүн һәр күни инсанпәрвәрлик каридори ечиватқанлиқи һәмдә украинаниң русийә билән болған сөһбәтләрни тоңлитип қойуши тоғрисида тохталғанлиқини билдүрди.

дунйа ашлиқ бихәтәрлики мәсилисиму тәпсилий муһакимә қилинған сөһбәт әснасида, путинниң, русийәниң дунйа базарлирини йеза игилик мәһсулатлири билән тәминләш җәһәттә мәсилә барлиқи тоғрисидики әйибләшләрниң асассиз икәнликини оттуриға қойғанлиқи вә бу саһәдә баш көтүргән мәсилиләрниң ишләпчиқириш, әшйа обороти зәнҗиридики егиз - пәсликләр вә ғәрб дөләтлириниң йуқум мәзгиликидики малийә сийасәтлири билән мунасивәтлик икәнликини илгири сүргәнлики әскәртилди.

ашлиқ саһәсидики мәсилиләрниң америка вә йавропа иттипақиниң русийәгә қаратқан җазалири билән бирликтә еғирлишип кәткәнлики тәкитләнгән телефон сөһбити җәрйанида, путин, ғәрб дөләтлириниң сийасий нишанларни көзләп йолға қойған ембарголарни бикар қилиши шәрти билән, русийәниң ашлиқ вә оғут експорт қилиш арқилиқ ашлиқ киризисини йеңиш үчүн муһим төһпә қошушқа тәййар икәнликини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر