Twitter америкаға 150 милйон доллар җәриманә төләйду

аммиви ортақлишиш тор бети Twitter шәхсий учурларниң мәхпийәтликини қоғдимиғанлиқи үчүн америка қошма иштатлириға 150 милйон доллар җәриманә төләйду.

1833084
Twitter америкаға 150 милйон доллар җәриманә төләйду

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири әдлийә министирлиқи вә федератсийә сода комитети тәрипидин елан қилинған байанатта, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter ниң,  2013-йили майдин 2019-йили сентәбиргичә болған арилиқта абонтларниң шәхсий учурлириниң «мәхпийәтлики вә бихәтәрлики» гә капаләтлик қилалмиғанлиқи, бу мәзгилдә пәқәт абонтларниң сәһипилирини қоғдаш үчүн телефон номурлири вә елхәт адреслирини ишлитипла қалмай, йәнә уларниң шәхсий учурлирини «абонтларға елан әвәтиш» үчүнму ишләткәнлики тәкитләнди.

байанатта йәнә, Twitter билән һасил қилинған келишимгә асасән, Twitter ниң 150 милйон доллар җәриманә төләйдиғанлиқи, ширкәтниң  абонтларниң шәхсий учурлириниң «мәхпийәтлики вә бихәтәрлики» гә капаләтлик қилиш үчүн, буниңдин кейин йеңи тәдбирләрни қоллинидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر