теһран гиретсийәниң иран нефит парахотини тохтитип қойушиға қаттиқ наразилиқ билдүрди

теһран, гиретсийәниң иран нефит парахотини тохтитип қойушиға наразилиқ билдүрүп, гретсийәниң теһранда турушлуқ дипломатийә вәкилини ташқи ишлар министирлиқиға чақирди.

1832850
теһран гиретсийәниң иран нефит парахотини тохтитип қойушиға қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, теһранниң министирлиққа чақирилған гирек дипломатқа иран нефит парахотиниң тухтитип қойушиға күчлүк наразилиқ билдүргәнликини уқтурди.

гиретсийә һөкүмитиниң «хәлқаралиқ мәҗбурийәтлирини дәпсәндә қилип, американиң қанунсиз бесимиға тәслим болғанлиқи» билдүрүлгән байанатта: «иран байриқи қадалған бир парахоттики йүкниң мусадирә қилиниши, гиретсийә һөкүмити вә парахотни қанунсиз тохтитип қойғучиларниң, җавабкарлиқи сүрүштә қилинидиған хәлқаралиқ бандитлиқ қилмишидур... иран қануний һоқуқидин ваз кәчмәйду, гиретсийә һөкүмитиниң деңиз-окйан вә қатнаш саһәсидики хәлқаралиқ мәҗбурийитини ада қилишини күтиду» дегән ибариләргә орун берилди.

иран портлар вә деңиз ишлири идариси, начар һаварайи шараити вә техникилиқ мәсилиләр сәвәбидин гиретсийә деңиз қирғиқиға йеқинлашқан иран парахотиниң тутуп қелинип, йүкләнгән нефитниң американиң тәлипигә асасән мусадирә қилинғанлиқини билдүргәниди.

америка һөкүмити, иранға йүргүзүватқан бир тәрәплимә җазалар даирисидә теһран һөкүмитиниң нефит сетишини «қанунсиз» дәп қарап, иттипақдашлиридин иран парахотлири елип маңған нефитни мусадирә қилишни тәләп қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر