мексикада бир аптобусниң тағдин ғулап чүшүши сәвәбидин 6 көчмән қаза қилди

мексикада көчмәнләрни елип маңған бир аптобусниң тағдин ғулап чүшүши нәтиҗисидә 6 көчмән қаза қилип, 15 көчмән йариланди.

1832763
мексикада бир аптобусниң тағдин ғулап чүшүши сәвәбидин 6 көчмән қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мексика мәтбуатлиридики хәвәрләргә асасланғанда, сан луйис потоси шәһиригә қарашлиқ мексика де кармона йолида контроллуқини йоқутуп қойған бир аптобус тағдин ғулап чүшкән. һадисидә 4 айални қошқанда җәмий 6 көчмән қаза қилип, 15 көчмән йариланған.

аптобустики кишиләрниң гондурас, салвадор вә куба пуқралири икәнлики билдүрүлди.

йаридарлар райондики дохтурханиларда балнестқа елинди.

вәқә һәққидә тәкшүрүш башланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر