иранда уруш айропилани чүшүп кәтти

иранда « F-7» типлиқ уруш айропилани чүшүп кетип, учқучи вә униң йардәмчиси қаза қилди.

1831385
иранда уруш айропилани чүшүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: иранниң рәсмий хәвәр агентлиқи (IRNA) ниң хәвәр қилишичә, исфаһан вилайитиниң муавин валийси  муһәммәд риза җан нәсари, « F-7» типлиқ уруш айропиланиниң наим шәһириниң енареқ районида, шу җай вақти әтигән саәт 08.30 да мәшқ қиливатқанда намәлум сәвәб билән чүшүп кәткәнликини, қазада  учқучи майор қасим замани вә униң йардәмчиси учқучи лейтенант муһәммәд җевад байниң һайатидин айрилғанлиқини билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر